Уйғур район рәһбәрлири 2013-йилида йәниму қаттиқ қол болушни тәләп қилди
2013.01.01
У өткән бир йилда уйғур елидә зораванлиқ вә террорлуқ һәрикәтлирини бих һалитидә уҗуқтуруш нисбити 96 пирсәнткә йәткән болсиму, муқимлиқ асасиниң йәнила аҗизлиқини әскәртип, зәрбә бериш хизмитидә техиму қаттиқ қол болушни, учур игиләшни, интернет тор бетини назарәт қилишни, нуқтилиқ орун вә шәхсләрни башқурушни техиму күчәйтишни тәләп қилған.
Йиғинда уйғур районниң рәиси нур бәкриму сөз қилип, террорчиларға қилчиму рәһим-шәпқәт қилмай, “2 минут ичидә инкас қайтуруш” дәйдиған принсип бойичә иш көрүп, террорлуқ вәқәлириниң қайта йүз беришиниң алдини елиш керәк, дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн юқиридики сөзләргә инкас қайтурди. У, юқиридики рәһбәрләрниң өткән тәҗрибиләрдин савақ елишниң орниға йәниму қаттиқ қол болушни тәкитлигәнликигә наразилиқ билдүрди. У, хитай даирилириниң йеңи йилда уйғур хәлқигә қаратқан бастурушни күчәйтмәкчи болуватқанлиқини әскәртип, уйғур районида дөләт террорчилиқидин башқа һечқандақ террор һәрикитиниң йоқлуқини билдүрди.