Қирғизистан соти сабиқ қирғизистан президенти қурманбек бақийефқа 24 йиллиқ қамақ җазаси елан қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2013.02.17
2013.02.17
Униң мал - мүлки мусадирә қилинған.
Әмма, бақийефниң иниси, сабиқ дөләт хәвпсизлик идарисиниң рәһбири җаниш бақийефқа болса қатиллиқ вә башқа бир қатар җинайәтләр артилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Қирғизистан һөкүмити сабиқ қирғизстан прәзиденти қурманбек бақийефни көп қетим беларусийә һөкүмитидн қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму, бирақ беларусийә президенти александир лукашенко бишкәкниң тәлипини рәт қилған.
13 - Феврал күни бишкәк шәһиридә йәнә 2000 кишилик намайиш йүз бәргән болуп, намайишчилар 2010 - йилидики вәқә җәрянида йүз бәргән булаңчилиқ вәқәлири һәм башқиларни тәнқид қилған. Нөвәттә, қирғизистанда өктичилик һәрикәтлири йәнила давамлашмақта.