12 яшлиқ мирзаһидниң корлидики бир сақчиханида қийнап өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлмәктә
2012.05.23
Мирзаһид 20- май тутуп кетилгән болуп, хитай сақчилири мирзаһидниң анисиға телефон қилип, униң 21- май “өзини өлтүрүвалған” лиқини билдүргән.
Бизгә кәлгән учурларға қариғанда, мирзаһид әсли шаярдин болуп, һазир мәккидә туруватқан дадисиниң тапшуруқи бойичә корлидики бир молламниң өйидә диний тәлим еливатқан икән.
Хитай сақчилири 20- май мәзкур молламниң өйигә бастуруп кирип, мудәрристин башқа мирзаһид қатарлиқ икки талипни тутуп кәткән.
Мирзаһид тутулуп аридин бир күн өткәндә, хитай сақчилири униң шаярдики анисиға мирзаһидниң түрмидә “тамға үсүп өлүвалған” лиқини вә дәрһал келип “давраң салмай йәрликкә қоюветиш” ни ейтқан.
Балисиниң җәситини елиш үчүн корла сақчиханисиға барған мирзаһидниң аниси балисиниң бәдинидә еғир таяқ яриси вә бойнида боғулған изларниң барлиқини көргән.
Хитай сақчилириниң бесими вә назарити астида мирзаһидниң җәсити 22- май йәрликкә мәҗбурий қоюлған, униң қәбриси бешида қуран оқушқиму рохсәт қилинмиған.
Мирзаһид билән биргә тутулған мудәррис вә йәнә бир талипниң нөвәттики әһвали һазирчә ениқ әмәс.
Бу йил 8- март корлиниң товрчи йезисида уйғур пидаийлар хитай сақчилири билән елишип өлгәндин кейин, хитай даирилири корла тәвәсидә диний затларға зәрбә беришни техиму күчәйткән иди.