Қумулда чоң типтики волфрам записи тепилди

Уйғур аптоном районлуқ кан идариси йеқинда қумулниң шәрқий қисмида 30миң тоннидин 50 миң тонниғичә запас миқдариға игә волфрам кани тепилғанлиқини ашкарилиған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.09.21

Уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитидики хәвәрдин мәлум болушичә, қумулда байқалған волфрам кани хәлқарадики оттура вә юқири дәриҗилик канлар билән баравәр келидикән.

Волфрам електр санаити, химийә санаити, аләм қатниши қатарлиқ юқири техникилиқ саһәләрдә ишлинидиған қиммәтлик рәңлик метал болуп, дуняниң йеқинқи йиллардики тәрәққият еһтияҗида кәм болса болмайдиған қиммәтлик метал. Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай волфрам експортида дуняда 1-орунда туридиған болуп, йеқинқи йилларда хитайдики волфрам хитайниң өзиниң еһтияҗини қамдиялмаслиқ хәвпигә дуч кәлгән. Мушундақ мәзгилдә қумулда тепилған бу волфрам кан записи хитайниң еһтияҗини қандурғандин сирт, чәтәлләргә експорт қилиш миқдариниму ашуридикән.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң йеқинқи 30 йил ичидики тәрәққияти уйғур елидики мол йәр асти байлиқ мәнбәсигә таянған болуп, хитайниң шәрқий деңиз қирғиқидики районлири уйғур елиниң нефит, тәбиий газ, көмүр қатарлиқ байлиқлириға тайинип тәрәққият пурситигә еришкән болсиму, әмма бу байлиқларниң игиси болған уйғурларниң йәнила ишсизлиқ, намратлиқ һалитидә қелиши уйғурларниң наразилиқиниң күчийишидики муһим сәвәбләрниң биригә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.