Рабийә қадир ханим: хәлқара җәмийәт бейҗиң даирилирини бастуруш сиясәтлирини тохтитишқа қисташ керәк
Мухбиримиз җүмә
2012.08.04
2012.08.04
Рабийә ханим бу сөзләрни “асия хәвәрләр тори” ниң зияритини қобул қилғанда оттуриға қойди.
“асия хәвәрләр тори” ниң 3 - авғусттики хәвиридә нәқил қилишичә, рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң уйғурларни аҗиз чағлап рамизан мәзгилидә бастуруватқанлиқи, әмәлийәттә уйғурларниң аҗиз әмәсликини билдүрди.
У мундақ деди: хәлқара җәмийәт бейҗиң даирилирини бастуруш сиясәтлирини тохтитишқа қисташ керәк.
Пәйшәнбә күни қәшқәр, ақсу вә үрүмчидики 3 оттура сот даирилири 20 уйғурни “бөлгүнчилик”, “интернетта җиһад чақириқи тарқитиш” вә “террорлуқ” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп алдини 15 йиллиқтин қамақ җазасиға буйруған иди.
Дуня уйғур қурултийи юқириқи һөкүмләр һәққидики баянатида мәзкур җинайәтләрниң ойдуруп чиқирилғанлиқини билдүргән.