Тәйвәнликләр рабийә ханимни тәклип қилиш үчүн нахша чолпинини әвәтти
Мухбиримиз вәли
2009.09.23
2009.09.23
Тәйвән нахша чолпини фредди әпәнди тәйвәндики һөкүмәткә беқинмайдиған аммиви тәшкилатларға вакалитән рабийә ханимни тәйвәнни зиярәт қилишқа тәклип қилди. Рабийә ханим тәйвәнликләрниң тәйвән арилини зиярәт қилиш һәққидики тәклипини қобул қилди.
Мухбирлар рабийә ханимдин 'сиз өзиңизни җоңголуқ дәп һесабламсиз? ' дәп сориғанда, рабийә ханим, 'мән уйғур, шәрқий түркстанлиқ, уйғурлар һечқачан өзини җуңголуқ дәп һесаблимиған, пәқәт аптономийә болуп қалғанлиқи үчүнла улар билән биллә яшашқа мәҗбур болуп қалған' дәп җаваб бәрди вә хитай даирилириниң тәйвән филим фестивалидәк мәдәнийәт паалийәтлиригә сиясий җәһәттин тосқунлуқ қиливатқанлиқини тәнқитлиди.