Японийә һазир қирғақларға радиактип маддиларни сүмүридиған минерал төкүшкә башлиди

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, японийә өткән айда йәр тәврәп деңиз ташқанда зәхимләнгән ядро реакторлириниң қалдуқ мәсилилирини биртәрәп қилиш үчүн, қирғақларға радиалтипланған судики зәһәрлик маддиларни сүмүридиған минералларни төкүшкә башлиди.
Мухбиримиз вәли
2011.04.16

Токйо електр ширкитиниң баян қилишичә, 11‏-март күни фукушумада дәһшәтлик йәр тәврәп деңиз ташқанда зәхимләнгән ядро реакторлириниң әтрапида радиалтипланған суни сүзүш үчүн, японийә һазир қирғақларға көпләп зиолит менераллирини төкүватиду.

Мутәхәссисләрниң ейтилишичә, һазир японийә судики радиактип маддиларни сүзүш үчүн қолланған қирғақларға зиолит минералларни төкүш тәдбирини, америка 1979‏-йили үч чақиримлиқ аралда вәқә йүз бәргәндә қоллинип үнүм қазанған иди.

Японийә һазир, радиактипланғандин кейин тинч окянға қуюлған зәһәрлик судики, радиалтип маддиларни сүмүрүвелиш үчүн қолланған бу тәдбиридин үмид күтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.