“хәлқ гезити” ниң “йеңи йилда раст гәп қилишқа тиришимиз” дегән сөзлири мәсхиригә учриди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.02
2013.01.02
“хәлқ гезити” ниң раст гәп қилишқа тиришиш вәдисини, тор әзалири, бу “хәлқ гезити” ниң йиллардин бери ялған гәп қилип келиватқанлиқиниң етирап қилиниши, дәп инкас қайтурди.
Тор әзалиридин бири,“хәлқ гезити” ниң нәшр қилинғандин буян партийиниң тили болуп кәлгәнликини, һечқачан хәлқ үчүн гәп қилмиғанлиқини язса, йәнә бир тор әзаси “хәлқ гезити” адәмчә гәп қилмиғини узун йиллар болди, раст гәп қилишини қандақму күтәләймиз? дәп инкас язди.
“хәлқ гезити” ниң бу қетимқи йеңи йиллиқ кириш сөзигә 2 күн ичидә 1100 дин артуқ инкас йезилған болуп, инкасларниң мутләқ көп қисми“хәлқ гезити” ниң ахбаратчилиқ әмәс, пәқәтла тәшвиқатчилиқ роли ойнап келиватқанлиқини тәнқид қилған вә йеңи йилда раст гәп қилиш вәдисини мәсхирә қилған.