Чаршәнбә күни дағистанда партлаш йүз бәргәндин кейин москва қайтидин җиддийләшкән

Америка авазиниң русийә даирилиридин игилишичә, бүгүн, 31‏ - март күни москва вақти әтигән саәт 8 дин 30 минут өткәндә, русийиниң җәнубидики дағистанниң чечәнистан билән чегрилинидиған қизиляр шәһиридә, кәйни -кәйнидин икки қетим партлаш йүз берип 12 адәм өлгән.
Мухбиримиз вәли
2010.03.31

Өзини партлитиш арқилиқ вәқә пәйда қилишни пиланлиған бу икки кишиниң бири сақчи формиси кийгән болуп, улар аптомобил һәйдәп келип бир сақчи понкитида тосулуп қалғанда партлатқучниң йипини тартқан. Нәқ мәйданда 9 сақчи өлгән.

Шинхуа агентлиқиниң москвадин баян қилишичә, москва шәһири 31‏ - март күни қайтидин җиддийләшкән. 29 ‏ - Күни йәр асти пойизида партлаш йүз берип 30 дин артуқ адәм өлгәндә, москва даирилири бу партилашни исламчилар қилди, дәп җакарлиған иди.

Бүгүн русийә баш министири виладемир путин 'бу, қайси җайда партлаш йүз бәргәнлики яки қайси диний етиқадтики адәмниң партлитиш елип барғанлиқи мәсилиси әмәс, бәлки бу, пүтүн русларға қаритилған җинайәт' дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.