Үрүмчи билән санҗидики 2 хитай ширкитиниң хадимлири арисида тоқунуш йүз бәргән

Бүгүн йәни сәйшәнбә күни чүштә үрүмчидики хуачүн сода ширкити билән санҗидики досибай сода ширкитиниң 40 тин артуқ хадимлири арисида тоқунуш йүз берип 7 киши яриланған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.11.09

Тәңритағниң хәвәр қилишичә, тоқунуш икки ширкәтниң пахта талишиши нәтиҗисидә келип чиққан. Мәлум болушичә, хуачүн ширкити бу йил 9 ‏- айда досбай ширкити билән тохтамлишип, досбай ширкитиниң пахта завутини сетивалған. Тохтам бойичә, досибай ширкити завут үскүнлири вә пахта сетивелиш һоқуқини хуачүн ширкитигә өткүзүп бәргән. Әмма, пахта сетивелиш мәзгили кәлгәндә мәзкур ширкәт пахта сетивелиштин ваз кәчмигән.

Досибай ширкити 8 милйон йүән қиммитидики пахтини завуттин йөткәп сетишқа башлиғанда, хуачүн ширкитиниң хадимлири завутқа бесип кәлгән; буниң билән икки тәрәп ишчи-хизмәтчилири арисида тоқунуш йүз берип, хуачүн ширкитиниң 5 хадими еғир яриланған.

Хотәнниң қаратағиз йезисидики деһқанлар өзлири ишләпчиқарған пахтини өзлири сетиш һоқуқини тәләп қилип, бейҗиңда әрз қилип йүргән бу күнләрдә, хитай ширкәтлириниң өз ‏- ара пахта талишип җедәллишиши уйғур райониниң миллий вә иқтисадий вәзийитидики мурәккәпчиликни башқа бир нуқтидин көрситип бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.