Шаңхәйдә уштумтут йүз беридиған террорлуқ һәрикәтлиригә тақабил туруш маневири өткүзүлди

Хитайчә или гезитиниң бүгүнки хәвиридә билдүрүлүшичә, хитай алаһидә сақчи қисим шаңхәй баш әтрити 22- июн күни шаңхәйдә террорлуққа қарши маневир өткүзгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.06.24

Маневирда, туюқсиз йүз бәргән террорлуқ вәқәлиридә террорчиларға қандақ зәрбә бериш усуллири мәшиқ қилинған. Әмма хәвәрдә вәқә садир қилиш еһтимали болған террорчиларниң етник яки сиясий гуруппа тәвәлики билдүрүлмигән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә йеқинқи 3 йилдин бери шаңхәйдә бир қетим аптобус партлаш вәқәси вә 6 нәпәр сақчиниң яңҗя исимлик бир хитай яш тәрипидин пичақлинип өлтүрүлүш вәқәси йүз бәргән. Униң алдида шаңхәйдә йәнә 3 нәпәр уйғур террорлуқ һәрикәтлиригә тәйярлиниш билән әйиблинип қамаққа һөкүм қилинған.

Хитай һазирға қәдәр пәқәт өзигә қарши күчләр арисида уйғур мустәқиллиқ күчлиринила ашкара һалда террорлуқ билән әйибләп кәлмәктә. Йәнә инкаслардин мәлум болушичә, хитай өлкилиридики уйғур тиҗарәтчиләр вә зиярәтчиләрму, йәрлик даириләр вә амма тәрипидин террорчилар қатарида муамилигә йолуқмақта.

Вәзийәт көзәткүчилири уйғур мәсилисини бир тәрәп қилишта тәһдитниң карға кәлмигәнликини, буниңдин кейинму ишқа яримайдиғанлиқини хитай һөкүмитигә изчил билдүрүп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.