Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати келәр айда қазақистанда террорлуққа қарши манивер өткүзмәкчи
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.17
2010.08.17
Маниверға, хитай, қазақистан, русийә, өзбекистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләр иштирак қилиду.
Маневер 19 - сентәбирдин 25 - сентәбиргә қәдәр 6 күн давам қилиду. Хитай һәрбий даирилири бу қетимқи маневер һәққидә баянат берип, террорлуқ, бөлгүнчилик, радикаллиққа қарши ортақ күч көрситиш дәп чүшәндүргән. Бирақ, асаслиқ көч көрситиливатқан тәрәпниң ким икәнлики һәққидә тохталмиған.
Пәнтаган алдинқи күни елан қилған хитай һәққидики доклатида, хитайниң шаңхәй һәмкарлиқи арқилиқ уйғур мустәқилчилириниң арқа терәклиригә һуҗум қиливатқанлиқини, уйғур паалийәтчилиригә қарита район характерлик иттипақ шәкилләндүрүватқанлиқини билдүргән.
Бүгүн нюйорктики явроасия тәтқиқат орниму бу һәқтики хәвиридә, хитайниң шаңхәй һәмкарлиқи арқилиқ уйғур мустәқилчилиригә зәрбә беришни асаси нишан қилғанлиқини баян қилған.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, шаңхәй һәмкарлиқиниң һәрбий маневири, 2005 - йили башланған вә икки йилда бир қетим өткүзүлгән. Йәни ахирқиси 2009 - йили өткүзүлгән. Маниверниң буниңдин кейин йилда бир қетим өткүзүлидиғанлиқи байқалмақта.