Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида асаслиқи терроризмға қарши туруш мәсилилири муһакимә қилиниду
2012.05.31
Хитай муавин ташқи ишлар министири чен гопиң йиғин һәққидә бәргән баянатида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң райондики терроризм һәрикәтлири билән техиму қаттиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай күндилик гезитиниң хәвәр қилишичә, чен гопиң сөзидә, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр дөләт ичидики җиддий вәқәләрни бир тәрәп қилишта өз-ара һәмкарлишишни ишқа ашуриду” дегән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуши вә әза дөләтләрниң көзлигән мәқсәтлириниң һәр хиллиқи һәққидә охшимиған көз қарашлар мәвҗут болсиму, лекин көзәткүчиләрниң көпи хитайниң мәқситиниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини бастуруш икәнликини илгири сүриду. Униң үстигә хитай хәлқ азадлиқ армийиси баш штаби башлиқи чен биңдениң йиғин башлиништин бурун өзбекистанда зиярәттә болуп, хитайниң земин пүтүнлүкини қоғдашта һәмкарлишишни тәләп қилишиму бу көз қарашни қуввәтлимәктә.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, өзбекистан мудапиә министири қобул бәрдийев хитай генералини күтүвалғанда “өзбекистан бир хитай сияситидә чиң туруп, хитайниң тәйвән, шинҗаң вә тибәт мәсилилиридики мәйданини қоллайду” дәп көрсәткән.
Хәвәрләрдин қариғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң 12-нөвәтлик йиғиниға хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә пакистан дөләт башлиқлиридин башқа йәнә афғанистан президенти хамид карзай вә иран президенти әһмәди ниҗат қатнишидикән.