Шавгүән вәқәсини кәлтүрүп чиқарған 11 киши үстидин сотқа шкайәт сунулди

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайда 26 ‏- июн күни гуаңдоңниң шавгуән шәһәрчисидики шүри оюнчуқ завутида, уйғур ишчиларни уруп милли җедәл чиқирип, 5‏ - июл күнидики үрүмчи вәқәсигә сәвәбчи болған 11 киши үстидин сотқа шикайәт сунулди.
Мухбиримиз вәли
2009.09.23

Буниңдин бурун хитай даирилири, чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қутритиши билән үрүмчи вәқәси келип чиқти, дәп әйибләп келиватқан иди.

Шинхуа агентлиқиниң бүгүн гуаңҗодин тарқатқан хәвиридиму, шавгуән шәһәрлик тәкшүрүш идарисиниң вуҗаң районлуқ шөбиси, шявҗәнхуа қатарлиқ бәш кишиниң қәстән адәм зәхмиләндүрүш делоси вә лушавчаң қатарлиқ 6 кишиниң адәм топлап җедәл чиқириш делоси үстидин сотқа шикайәт сунулғанлиқини баян қилди.

Бу хәвәрдә йәнә, хитайниң тәкшүрүш идарилири ениқлиған бу икки делониң пакитлири толуқ икәнликини, буниңға мунасивәтлик башқа делолар үстидиму, бир-бирләп шикайәт сунулидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.