Шимали корийә һазир чәтәлликләрниң киришини чәклиди
Шимали корийиликләрниң ашкарилишичә, шимали корийә һөкүмити йеқинда пул ислаһати елип барғанлиқини, һәммә адәм 10 миң рәқәмлик кона пулни бир миң рәқәмлик йеңи пулға тегишип хәҗләш керәкликини , һәр бир адәм алмаштуридиған кона пулниң сани 50 миң рәқәмдин ашмайдиғанлиқини җакарлиған.
Бундақта, һәр қандақ адәм 50 миң рәқәмликтин артуқ пулини йеңи пулға алмаштуралмайдикән, әгәр бәш күн ичидә мушу бәлгилимә бойичә пул алмаштурмиса, һәр қандақ адәмниң банкидики кона пуллири өлидикән. Шимали корийә һөкүмити бу ислаһатини җакарлиғандин кейин, хәлқниң ғәзипи өрләп, қозғилаң көтүрүш дәриҗисигә йетип қалғанлиқи тәһлил қилинмақта.