Шенҗинда бир тансиханиға от кетип, 43 адәм өлди

Шәнбә күни хитайниң җәнубий сода - иқтисад шәһири шенҗиндики бир тансиханиға от кетип 43 адәм һаятидин айрилди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.21

 Хитай хәвәр васитилириниң ашкарилишичә, от апити сәһнидә оюн көрситиватқан артист қолидики електронлуқ от қоралини өзлири бәлгилигән нишанға атқанда, електронлуқ от милтиқидин чиққан оқ електир симиға тегип кетиш нәтиҗисидә от апити келип чиққан икән.

Електирниң өчүп кетиши билән зал ичини қараңғулуқ қаплап, қорқуп кәткән адәмләр тәрәп - тәрәпкә қачқан һәмдә қалаймиқанчилиқ келип чиққан. Тансихана ишики кичик болғачқа көплигән адәмләрниң қечип чиқип кетишигә амал болмиған. Кечә саәт 11 дә башланған от әтиси таң сәһәргичә давамлашқан болуп, 43 адәмниң көйүп кәткән җәсити тепилған вә 88 адәм көйүп яриланған.

Хитай ахбарат васитилириниң хоңкоң телевизийә истансисиниң учуридин нәқил кәлтүрүшичә, мәзкур тансихана мулазимәт тахтиси асмиған, мәхпий түс алған орун икән. Шинхуаниң хәвәр қилишичә, бу вәқәдин кейин гуаңдуң өлкиси вә шенҗен шәһириниң рәһбәрлири нәқ мәйданға йетип кәлгән вә 12 җинайәт гумандари қолға елинған. Хитай һөкүмити вәқәниң мәсулийитини сүрүштүрүп қаттиқ бир тәрәп қилишни буйриған.

Бундақ еғир от кетиш вәқәси буниңдин он нәчә йил илгири уйғур дияридиму йүз бәргән. 1993 - Йили, қарамай шәһиридики мәдәнийәт кулубиға от кетип, 300 дин артуқ оқуғучи, оқутқучи вә кадирниң һаятидин айрилишдәк паҗиә келип чиққан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.