Сичүәнлик тибәт раһибниң өзигә от қоювелиш вәқәсидин кейин район қамал қилинди
2011.08.16
Нөвәттә гәнзи райониниң телефон һәм интернет алақисиму пүтүнләй үзүп ташланған.
Һиндистандики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң хәвәр қилишичә, түнүгүндин башлап 1000 дин артуқ қораллиқ сақчи раһиб сиваң норбу өзигә от қоювалған ибадәтханини қоршивалған.
Сақчи даирилири йәнә ибадәтханиниң тибәтләрниң диний қаидә йосунлири бойичә, раһиб сиваң норбуни дәпнә қилишиға тосқунлуқ қиливатқан болуп, җәсәтни зорлуқ билән елип кетишкә урунмақта икән.
Лондондики әркин тибәт тәшкилати тор бетиниң хәвиридә дейилишичә, сичүәндики гәнзи ибадәтханисида өткән һәптидин буян уда нәччә күн ток үзүветилгән. Ибадәтханидики нәччә йүзлигән раһиб йемәкликтә қийналған.
Дүшәнбә күни ибадәтханидики сиваң норбу исимлик раһиб өзигә бензин чечип от қоюшниң алдида, әтрапқа тәшвиқат вәрәқилири тарқатқан. У йәнә “тибәтликләр әркинлик тәләп қилиду!”, “далай лама яшисун !”, “далай лама ниң тибәткә келишигә йол қоюлсун!” дәп шоар товлиған.