Сидиқһаҗи розиниң ялта келишими һәққидә язған мақалиси 'вашингтон вақти гезити' дә елан қилинди
Мухбиримиз вәли
2008.11.26
2008.11.26
Бу обзорда, уйғурларниң дөләт һоқуқи ялта келишими арқилиқ набут қилинғанлиқи, униңдин кейин сталин билән җаң кәйши оттурисида достлуқ келишими имзалинип, бу келишим арқилиқ уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлири набут қилинғанлиқи, шуниңдин кейинму уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлири та һазирға қәдәр үксүп қалмиғанлиқи вә мустәмликә қилинған дөләт тәрипидин бастурулуп келиватқанлиқи баян қилинған.
Сидиқһаҗи рози әпәнди бу обзорида, америка президенти җорҗ буш 2005 - йили латвийиниң рига шәһиридә сөзлигән нутқида, ялта келишимини 'тарихта йүз бәргән бир чоң хаталиқ' дәп җакарлиғанлиқини америка һөкүмитигә әслитиш арқилиқ, хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилиси буйичә тарихта йүз бәргән хаталиқларни әмди түзүтүшкә башлиши лазимлиқини көрсәткән.