Стокһолимда партлаш вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз үмидвар
2010.12.12
2010.12.12
Стокһолм сақчи даирилири бу партлашларниң һәммисиниң машинида йүзбәргәнликини ашкарилиған болуп, биринчи қетимлиқ партлашниң күчи анчә чоң болмиған, әмма иккинчи қетимлиқиниң күчи бир қәдәр чоң болуп, ситокһолм сақчилирини буниң өзини қошуп партлитиш вәқәси икәнликини җәзмләштүргән.
Роздество байрими йетип келишкә аз қеливатқан бу күнләрдә ситокһолмда йүзбәргән мәзкур партлашниң террорлуқ характери барлиқи оттуриға қоюлмақта. Гәрчә ситокһолмдики партлаш вәқәсиниң көлими зор болмисиму, бирақ буниң, кишиләрниң террорлуқ һуҗумиға учраш еһтималлиқи барлиқи һәққидики ғулғулилириниң көпийишигә сәвәб болғанлиқи йезилмақта.
Бирақ, шветсийә сақчи даирилири вәқәни тәпсилий ениқлимай туруп, бу иш һәққидә йәкүн чиқиришни халимайдиғанлиқини әскәрткән.