Тәйвән һөкүмити: 'биз рабийә қадирни һечқачан террорчи демидуқ'

Бүгүн тәйвән һөкүмити, рабийә қадир ханим һәққидики талаш - тартишларға изаһат берип, тәйвән һөкүмитиниң, һечқачан рабийә ханимни террорчи дәп бақмиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.29

Тәйвән ички ишлар министири җиаң йи хуа өткән һәптә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимға виза берилмәйдиғанлиқини билдүргән, буниң сәвәбини дөләт бихәтәрлики вә җәмийәт тәртипини көздә тутуш дәп чүшәндүргән һәм дуня уйғур қурултийиниң икки террорчи тәшкилат билән алақиси барлиқини әскәрткән иди.

Бүгүн тәйвән парламентида бу һәқтә талаш - тартиш болған. Тәйвән мәмури мәһкисиниң башлиғи ву дунйи бу һәқтики соалларға җаваб берип, "тәйвән һөкүмити һечқачан рабийә қадир ханимни террорчи демиди, у рәһбәрлик қиливатқан дуня уйғур қурултийиниму террорчи тәшкилат демиди" дәп изаһат бәргән.

Җяң йихуа өткән һәптидики сөзидә, шәрқи түркистан азадлиқ тәшкилати билән шәрқи түркистан ислам һәркитини террорчи тәшкилат дәп тилға алған иди. Бүгүн тәйвән мәмурий мәһкимә башлиғи, җяң йихуаниң сөзлириниң хата болмиғанлини баян қилған вә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң хәлқара сақчиниң қара тизимликидики киши икәнликини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.