Тәйвән хитайға қарши маневир өткүзүп йеңи қораллирини синақ қилди
2012.07.16
Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, маневирда, су асти парахотлириға зәрбә беридиған илғар типтики тикучарлар вә һуҗумчи айропиланлар синақ қилинған. Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи бүгүн мәзкур маневир һәққидә мухбирларға мәлумат бәргәндә, маневирда синақ қилинған йеңи қоралларниң тип вә түрлири һәққидә конкрет тохталмиған.
Тәйбейдә чиқидиған әркинлик гезитидә хәвәр қилинишичә, тәйвән бу қетим америкидин келәр йили сетивелинидиған қоралларни тәқлиди синақ қилған. Хәвәрдә баян қилинишичә, тәйвән келәр йили америкидин 6 данәApache AH-64D типлиқ тикучар вә 6 данә P-3C типлиқ су асти парахотлириға зәрбә беридиған һуҗумчи айропиланларни сетивалмақчи. Америкиниң тәйвәнгә мәзкур қораллирини сетип бериш пилани 2007-йили оттуриға чүшкән, 2008-йили вашингтон тәйвәнгә 6 милярд 500 милйон долларлиқ қорал сетип беришни қарар қилған. Шуниңдин етибарән хитай билән америка оттурисида тәйвәнгә қорал сетип бериш мәсилиси үзлүксиз талаш-тартиш қилинип кәлмәктә.