Хоңкоң қатарлиқ җайларда 4-июн хатириләнди

4-Июн күни ахшими хоңкоңдики викторийә мәйданида бир қанчә он миң киши топлинип, шам йеқиш паалийити өткүзүп, тйәнәнмен вәқәсиниң 22 йиллиқи һәмдә вәқәдә һаятидин айрилғанларни хатириләш паалийити өткүзди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.05

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, мәзкур хатириләш паалийитигә чоң қуруқлуқтин кәлгән бир қисим кишиләрму қатнашқан.

4-Июн күни ахшими йәнә америкиниң ню-йорк шәһиридики бир қисим хитай пуқралириму хатириләш паалийити өткүзгән.

Мундақ хатириләш паалийити йәнә франсийиниң париж шәһиридики мәркизий мәйдандиму өткүзүлгән.

Хатириләш асаслиқи шам йеқиш арқилиқ вәқәдә һаятидин айрилғанларға тәзийә билдүрүш түси алған.

4-Июн күни кәчтә йәнә америкиниң лос-анҗелс шәһиридики хитай консулханиси алдидиму бир қанчә тәшкилатларниң уюштуруши билән 4-июнни хатириләш паалийити өткүзүлди.

Униң алдида америка һөкүмити хитайдин тйәнәнмен вәқәси мәсилисини һәл қилишни, 4-июндики бастурушни ашкарилашни тәләп қилған иди. Тәйвән президенти ма йиңҗуму хитайға охшаш тәләпни оттуриға қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.