Америка кеңәш палатаси хитайни тибәттики бастуруш сияситигә хатимә беришкә чақирди
2012.03.30
Мәзкур қарар лайиһиси буниңдин бир қанчә күн илгири кеңәш палатасиниң ташқи ишлар комитетида мақуллинип, кеңәш палатаси омуми йиғининиң мақуллишиға сунулған. Қарар лайиһисидә хитай һөкүмитидин мәһбусларни қоюп бериш, чәтәл ахбарат васитилириниң тибәткә берип, у йәрниң вәзийитини хәвәр қилишиға йол қоюш тәләп қилинған.
Хитай һөкүмити қарар лайиһисини “җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқ” дәп агаһландурған болсиму, бирақ қарар лайиһиси һечқандақ бир әзаниң рәт қилишқа учримай бирдәк мақулланған.
Кеңәш палатаси қарар лайиһисидә, хитай 2008-йилдин буян йолға қоюп келиватқан “динни контрол қилиш бәлгилимилирини әмәлдин қалдуруш” қа вә далай ламаниң вәкиллири билән сөһбәтни әслигә кәлтүрүшкә чақирған. Қарар лайиһисидә хитай һөкүмитидин йәнә, халиғанчә тутқун қилинған барлиқ кишиләрни қоюп бериш, тинч намайишчиларни қорқутуш, уларға паракәндичилик селиш вә тутқун қилишни тохтитиш тәләп қилинған.
Қарар лйһисидә йәнә, хитайдин лхасада америка консулханиси ечишқа тезрәк йол қоюш тәләп қилинип, бейҗиң буниңға рухсәт қилмиғучә, хитайниң америкида йеңи консулхана ечиши тәстиқланмайдиғанлиқини агаһландурған. Мәзкур қарар лайиһисини оттуриға қойған кеңәш палата әзалиридин даян файнстайин: кеңәш палатаси тибәт хәлқигә “сиз өз мәдәнийитиңизни сақлап қелиш вә диний ибадитиңизни әркин елип бериш үчүн күрәш қилсиңизла биз сиз билән һәмкарлишимиз” дегән ениқ сигнални бериду, дегән.