Үрүмчидә турушлуқ қораллиқ сақчи қисимлири тарихий тәшвиқат - тәрбийә һәрикити елип бармақта
Мухбиримиз үмидвар
2010.08.01
2010.08.01
Мәзкур қораллиқ сақчи қисими "төтни тонуш" тәшвиқатида тарихий тәрбийини күчәйткән болуп, улар мәхсус хитайниң "әлни идарә қилиш өрнәклири", " 25 тарих", " шинҗаңниң тарихи вә тәрәққияти" қатарлиқ китаблиридики уйғур елиға аит материялларни топлап, шинҗаңниң әзәлдин җуңгониң бир қисими болғанлиқидин ибарәт нуқтиийнәзәрни чөридигән һалда мәхсус тарихий тәшвиқат материяли түзүп, буни тәңри тағ райони тәвәсидики аһалиларға, асаслиқи уйғурларға, яш оқуғучилар вә башқиларға тәшвиқ қилған.
Шинхуа агентлиқи елан қилған мәзкур қисим һәққидики мақалидә йезилишичә, бу қошунниң асаслиқ тәшвиқат нуқтилириниң бири шинҗаң университети болуп, өткән йили 8 - айда мәзкур қисим билән шинҗаң университети һәмкарлиқ орнитип, оқуғучилар арисида тәшвиқатни қанат яйдурған. Мақалидин мәлум болушичә, бу қетимқи тәшвиқат паалийәтлиридә тарихий тәшвиқат асаслиқ нәзәрийә салмиқини игилигән болуп, илгири тарихчилар вә сиясийонлар "шинҗаң тарихи " сөзлигән болса, мана әмди һәрбий - қораллиқ сақчилар тарих сөзләшкә башлиған.