Хуанең гуруһи уйғур елиға 100 милярд йүән мәбләғ салмақчи
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.08
2010.06.08
Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, хуанең гуруһи алдимиздики 10 йил ичидә шәрқи җуңғар вә турпан - қумул енергийә базилирида көмүр, ток вә газ ишләпчиқириш үчүн 100 милярд йүән мәбләғ салмақчи.
Хуанең гуруһиниң башлиқи мәзкур қурулуш пиланини тәрипләп, бу пилан шинҗаңниң токини сиртқа йөткәш, шинҗаңниң көмүрини сиртқа йөткәш, шинҗаңниң гезини сиртқа йөткәш истратегийсини әмәлийләштүрүш үчүн дәп чүшәндүргән.
Хәвәрдә йәнә, бу қурулуш пиланиниң бейҗиңда ечилған шинҗаң хизмәт йиғининиң роһиға асасән түзүлгәнлики йәни шинҗаңда узун мәзгиллик әминликни бәрпа қилиш үчүн түзүлгәнлики баян қилинған.
Әмма, йиллардин бери мустәқил тәтқиқатчилар, уйғур райондики миллий зиддийәтләр бир тәрәп қилинмай туруп, районға селинған һәрқандақ бир мәбләғниң һәр вақит тәһдит астида туридиғанлиқини, райондики зор иқтисадий қурулушларниң һәр вақит радикал гуруппиларниң һуҗумиға учраш еһтималлиқини оттуриға қоюп кәлгән.
Хуанең гуруһи дөләт игиликидики бир кархана болуп, у уйғур елиниң шәрқи җуңғар вә турпан - қумул енергийә базисида қурулуш елип бармақчи.