3 Уйғур әрздар, қәшқәр шамалвағлиқ йүз нәччә уйғурға вәкил болуп бейҗиңға әрзгә кәлди
2012.10.31
Мәрйәмгүл қатарлиқ әрздарларниң “уйғурбиз” тор бекитигә билдүрүшичә, қәшқәр шамалбағ йезилиқ һөкүмәт, шамалбағ йезилиқ мәркизи башланғуч мәктипини кеңәйтип қуруш дегән нам билән, шамалбағдики бир қисим аһалиләрниң өй-маканлирини чеқип, уларға төләм пули бериш һәққидә тохтам имзалиған.
Бирақ, һәр квадрат метирға қанчидин төләм бериш мәсилисидә пуқралар билән йезилиқ һөкүмәт арисида ихтилап келип чиққан. Әрздарларниң илгири сүрүшичә, тохтамда нурғун адаләтсизлик бар болуп, бу райондики һәр бир квадрат метир йәрниң базар баһаси 3000 сомдин артуқ болсиму, бирақ даириләр пуқраларни һәр бир квадрат метир йәр үчүн 750 сомдин төләм беришкә қол қойдурувалған.
Әрздарлар даириләрниң бир қисим аһалиләргә тәһдит селип, тохтамға имза қойдурғанлиқини, бәзиләрниң тохтам мәзмунидин хәвәрсиз қол қойғанлиқини, даириләрниң тохтамда сахтипәзлик қилғанлиқини, тохтамдики беришкә тегишлик бәзи пулларни тутуп қалғанлиқини илгири сүргән.
“уйғурбиз” ториниң билдүрүшичә, әрздарлар бейҗиңға келишигә, қәшқәрниң бейҗиңда турушлуқ иш башқармисиниң мәсули әрздарларниң қайтип кетишини тәләп қилип, уларниң йол хираҗитини көтүрүшкә вәдә қилған. Әрздарлар кетишни рәт қилғанда уларға тәһдит салған. Әрздарларниң қәшқәрдики аилә тавабиатлири вә уруқ-туғқанлириму, йәрлик һөкүмәт даирилири вә сақчи орунлириниң тәһдитигә учриған.