Хитай уйғур имамларни бу җүмә хутбисидә партийә қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини хатириләшкә буйруди

Әтә 7‏-айниң 1‏-күнидики җүмә намизи хитай коммунистик партийиси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқ хатирә күни билән охшаш бир күнгә тоғра кәлгән.
Мухбиримиз әркин
2011.06.30

Дуня уйғур қурултийиниң илгири сүрүшичә, бу мунасивәт билән даириләр уйғур елидики һәр қайси мәсчитләргә уқтуруш чүшүрүп, мәсчит имамлиридин җүмә хутбисидә партийә қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини тәбрикләп, партийиниң милләтләр сияситини мәдһийиләп хутбә оқушни тәләп қилған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, 1‏-июлдики җүмә намизида партийә сияситини мәдһийиләп хутбә оқуш-оқумаслиқ имамларниң “вәтәнпәрвәрлики” ни синайдиған өлчәм қилип бекитилгәнликини әскәртип, мәдһийә хутбиси оқушни рәт қилғанларниң имамлиқи елип ташлинип, мәмури вә қануни чарә көрүлидиғанлиқи агаһландурулғанлиқини билдүргән.

Дилшат ришит, хитай даирилириниң диний сорунларни сиясий тәшвиқат мәйданиға айландуруватқанлиқини тәнқидләп, уйғурларниң диний етиқади суйиистемал қилиниватқанлиқини илгири сүргән.

Хитайниң уйғур диний өлималиридин һәр җүмә хутбилиридә вә һейт намазлирида партийиниң милләтләр сияситини күйләшни тәләп қилиши йеқинқи йиллардин бери изчил оттуриға қоюп келиватқан тәләплириниң бири. Лекин бу җүмәниң партийә қурулған 1‏-июл билән охшаш күнгә тоғра келип қелиши вә буниңға атап хутбә оқушни тәләп қилиши тунҗи қеқимлиқтур.

Хитай даирилири 7‏-айниң 1‏-күни партийә қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини дағдуғилиқ өткүзүшкә хелидин бери тәйярлиқ қилип келиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.