Вйетнамниң икки шәһиридә йүзбәргән хитайға қарши намайиш тарқитиветилди
2011.07.17
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ханойдики хитай әлчиханисиға йеқин җайдики намайишчилар сақчилар тәрипидин тарқитиветилгән болуп, намайишчиларниң бәзилири тутқун қилинған.
Вйетнамдики хитайға қарши наразилиқ намайишлири йәттинчи һәптигә қәдәм қойған болуп, җәнубий деңиздики тақим аралларниң игилик һоқуқ мәсилисидин келип чиққан бу намайишларда намайишчилар хитайни таҗавузчилиқ билән әйиблигән . Алдинқи бәш қетимлиқ намайишларда сақчилар намайишчиларға чеқилмиған иди, өткән йәкшәнбә күнидин тартип сақчилар намайишларни қопал васитиләр билән тарқитишқа киришкән.
Йәкшәнбә күнидики намайишта вйетнамлиқлар “йоқалсун хитай” дегәндәк шоарларни товлиған һәмдә лозункиларни көтүргән.
Җәнубий деңиздики бир қисим тақим аралларниң игилик һоқуқ мәсилисидә хитай билән вйетнам арисида узундин буян күрәш давамлишиватқан болуп, тақим араллар мәсилиси йәнә филиппин билән хитай арисидиму җиддийләшкән иди. Вйетнам, филиппин вә хитай һөкүмәтлири бу мәсилидә учришип, мәсилини тинч йол билән һәл қилишни тәкитләшти.