“вал стрит журнили” да гума мукуйла вәқәси һәққидә мақалә елан қилинди
2012.01.05
Журнал алди билән вәқә һәққидә қисқичә мәлумат берип өткәндин кейин, хитай һөкүмитиниң етип өлтүрүлгән кишиләрни террорчи дәп атиғанлиқини, әмма дуня уйғур қурултийиниң буни рәт қилғанлиқини баян қилған.
Вал стрит журнили бу һәқтики мулаһизисидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини давамлиқ ислами террор һәрикәтлири билән бағлаш қилмишини “бир чалмида икки пахтәк соқуш” дәп тәсвирлигән болуп, униңда мундақ дейилгән:
“хитай даирилири уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини ислами радикаллиқ билән бағлаш арқилиқ бир чалмида икки пахтәк соқуп кәлмәктә. Йәни, бир яқтин өзиниң уйғурларни қаттиқ нарази қиливатқан кәмситиш сияситини йошуруп қалса, йәнә бир яқтин, террорлуққа қарши уруш қиливатқан ғәрбниң қоллишини қолға кәлтүрүшни көзлимәктә.”
Вал стрит журнили мақалидә хитай даирилириниң ислами террорлуқ дегән намдин наһайити устилиқ билән пайдилинип кәлгәнликини әскәртип, райондики бу хил зораванлиқ һәрикәтлириниң хитайниң районда йүргүзүватқан бесим, кәмситиш вә көчмән йөткәш сиясәтлириниң тәбиий нәтиҗиси икәнликини, хитайниң “террорлуқ” тайиқи астида һәйдиливатқан уйғурларниң әмәлийәттә тибәтләргә охшашла кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан бир хәлқ икәнликини тәкитлигән.