Вен җябав аилиси өзлириниң мал-дуняси һәққидики хәвәргә инкас қайтурди
2012.10.29
Хәвәрдә вен җябавниң пәрзәнтлири вә уруқ-туғқанлириниң у вәзипә өтәватқан мәзгилидә сода билән шуғуллинип тез ронақ тапқанлиқи вә зор миқдарда мал-дуня топлиғанлиқи паш қилинған. Хәвәрдә билдүрүшичә, нөвәттә вен җябавниң аилә тавабатлириниң мал дунясиниң қиммити 27 милярд долларға йәткән.
Бу хәвәр елан қилинғандин кейин, вен җябав аилиси адвокат тутуп баянат елан қилған. Баянатта, нюйорк вақти гезитидә берилгән мәлуматларниң сахта икәнлики илгири сүрүлгән вә бу мәлуматларниң буниңдин кейин айдиңлаштурулидиғанлиқини вә мәзкур сахта хәвәрниң қануний мәсулийитини сүрүштә қилидиғанлиқини баян қилған.
Хитайчә б б с ниң бүгүнки бу һәқтики бир анализида билдүрүшичә, хитай дөләт рәһбәрлириниң бир хәвәргә инкас қайтуруши, наһайити аз учрайдиған әһвал болуп, бу пәқәт, хитайниң юқири рәһбәрлик қатлимидики зиддийәтниң күчийиватқанлиқидин бир ишарәт икән.
Хәвәрдә пикир баян қилған бир мулаһизичи нюйорк вақти гезитиниң хитай баш министириниң мал-дунясини ениқлап чиққидәк күчкә игә әмәсликини, буниң пәқәт вен җябавниң риқабәтчилириниң йәни сабиқ әмәлдарлардин бө шиләй тәрәпдарлириниң нюйорк вақти гезитигә учур йәткүзгәнлик еһтималлиқини оттуриға қойған.