Хәтәр астидики мутәхәссисләр тори илһам тохти һәққидә хитай рәиси ху җинтавға хәт язди

12-Феврал күни америка ню-йорк шәһиридики “хәтәр астидики мутәхәссисләр тори” тәшкилатиниң тор бекитидә хитай рәиси ху җинтавға очуқ хәт елан қилип,2-феврал күни бейҗиң айродромида йүз бәргән мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң америкиға келип тәтқиқ қилиш сәпиридин тосуп қелиниш вәқәсини чүшәндүрүшни тәләп қилди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.02.14

Очуқ хәттә мундақ баянлар берилди: “2-феврал күни бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири мутәхәссиси илһам тохти әпәнди америкиға келиш сәпиридин тосуп қелинди. У бейҗиң айродромида қизидин айриветилип айрим өйдә сорақ қилинди. Гәрчә қизиниң кейинки нөвәтлик айропиланда америкиға келишигә рухсәт қилинған болсиму, әмма илһам тохти әпәнди 10 саәттин артуқ сорақ қилинғандин кейин, бейҗиңдики өйигә қайтурулди. Лекин даириләр бу һәқтә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмиди. Шуңа хәтәр астидики мутәхәссисләр тори тәшкилатимиз хитай һөкүмитидин бу әһвални тәкшүрүшни һәм илһам тохти әпәндиниң чеградин чиқишини чәкләштики сәвәб һәққидә ашкара чүшәндүрүш беришини тәләп қилимиз. Әгәр һөкүмәт тәрәпниң чәклимиси болмиса илһам тохти әпәндиниң чеградин чиқишини тәстиқлишини үмид қилимиз.”

Уйғурлар вә уйғур вәзийити һәққидики тәтқиқатлири вә баянлири билән хәлқарада тонулған тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди, 2-феврал күни америкиниң индиана университетиға келиш сәпиридин хитайниң дөләт аманлиқ қоғдаш хадимлири тәрипидин тосуп қелинған иди. Икки һәптидин буян көплигән хәлқара мәтбуатлар илһам тохти әпәнди һәққидә хәвәр бәрди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса илһам тохти әпәндиниң нөвәттики әһвалиға диққәт қиливатқанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.