Хеллари клинтон африқидики зияритини ахирлаштурди

Америка ташқи ишлар министири хеллари клинтон африқидики йәттә дөләткә қаратқан зияритини ахирлаштуруп, америкиға қайтип кәлди. Буниң америка ташқи ишлар министирлириниң йеқинқи йиллар ичидә елип барған бир қетимлиқ кәң көләмлик африқа зиярити болғанлиқи баһаланмақта.
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.16

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, хеллари ханим өзиниң бу қетимлиқ зияритигә юқири баһа берип, " бу бир қетимлиқ муһим зиярәт" дәп көрсәткән шуниңдәк йәнә обама һөкүмитиниң африқа дөләтлириниң һөкүмәтлири билән техиму қоюқ мунасивәт орнитипла қалмастин бәлки, африқа хәлқлири биләнму қоюқ - сәмимий мунасивәтләрни раваҗландурушни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Бу қетим хеллари клинтон кенийә, җәнубий африқа, ангола, коңго, нигерийә вә ливийидин ибарәт йәттә дөләтни зиярәт қилип, бу дөләтләрниң президентлири вә баш министирлири билән көрүшкән. У ангола, зимбабуви қатарлиқ әлләрдә демократик сайлам вә демократик ислаһатниң әмәлгә ешиши үчүн асас селинғанлиқини илгири сүргән.

Бу қетим хеллари ханим йәнә 8 санаәт дөлитиниң 20 милярд долларлиқ ашлиқ бихәтәрлик соммиси тәстиқлап, африқа қатарлиқ дөләтләрдики деһқанларниң ишләпчиқириш үнүмини ашурушиға ярдәм бериш вә ачарчилиқни йоқитиш мәсилисидиму сөһбәтләшкән икән.

Хеллари ханимдин илгири алдинқи айда президент обама африқидики бир қанчә дөләтни зиярәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.