“маарип саһәсидә шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини” қәшқәрдә ечилди

Хитайниң мәркизий һөкүмитиниң“ маарип саһәси бойичә шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини” 14 - 15 - июн күнлири қәшқәрдә ечилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.06.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Бу техи йеқинда бейҗиңда ечилған “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмәт йиғини” ниң давами болуп, хитай мәркизий һөкүмитиниң 3 - қетимлиқ хизмәт йиғиниға ху җинтав, ши җинпиң, вен җабав вә башқа дөләт рәһбәрлири қатнишип сөз қилған һәмдә бир қатар орунлаштурушларни елип барған иди.

Шинҗаң гезитиниң хәвәр қилишичә, “маарип саһәси бойичә шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмәт йиғини” ға хитай маарип министирликиниң муавин министири қатнишип сөз қилған шуниңдәк йиғинда бәш йиллиқ маарип саһәсидики һәрикәт пилани бекитилгән.

Йиғин қош тиллиқ маарипни техиму күчәйтишни тәкитлигән һәмдә уйғур аптоном районлуқ маарип назарити вә биңтүән маарип идариси 19 өлкиниң маарип назарәт вә идарилири билән уйғур елиниң оттура дәриҗилик маарипини ортақ раваҗландуруш келишими түзгән.

Мәлум болушичә, қош тиллиқ маарип нами астидики хитай тиллиқ маарипи һазир уйғур ели миқясида тез сүрәттә раваҗлиниватқан болуп, уйғур тили маарип саһәсидин асасән дегүдәк чәткә чиқирилмақта. Уйғур тилиниң маарип саһәсидин сиқип чиқирилиши уйғурлар тәрипидин ассимилятсийә қәдимини тезлитишниң ипадиси дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.