Хитай алий сот мәһкимиси қәшқәр оттура сотни мукапатлиди
Мухбиримиз үмидвар
2009.06.07
2009.06.07
5 - Июн күни өткүзүлгән бу паалийәттә сөз қилған хитай алий сот партийә гурупписиниң әзаси, сиясий башқарма башлиқи җоуземин қәшқәр оттура сотиниң хизмәт нәтиҗилиригә юқири баһа бәргән.
Уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң секритари болса, өзиниң қәшқәр сотиға бәргән баһасида " һәр дәриҗилик сот мәһкимилириниң муқимлиқни күчәйтишкә һәссә қошушини, дөләтниң бихәтәрликини қоғдашни сот мәһкимисиниң хизмитиниң техиму көрүнәрлик орниға қоюп, ' үч хил күчләр' қатарлиқларға қаттиқ зәрбә беришини" тәләп қилди.
Уйғур аптоном районлуқ юқири сот мәһкимиси һәр қайси сот мәһкимилириниң қәшқәр оттура сотидин өгиниш паалийитини қанат яйдурушнини қарар қилған.
Исмини ашкарилашни халимайдиған бир нәпәр қанун хадиминиң ейтишичә, қәшқәр қатарлиқ уйғурлар көп җайлардики сот мәһкимилири әзәлдин сиясий һәрикәт билән шуғулланғанларни қаттиқ җазалаш позитсийиси тутуп кәлгән болуп, қәшқәр оттура соти бейҗиң олимпики һарписида йүз бәргән бир қатар вәқәләргә нисбәтән қаттиқ җазалаш һөкүмлири чиқарған болуп, бу қәшқәр сот мәһкимисиниң хизмәт көрситишигә шараит яратқан икән.