Америка әлчиси: асия районида барғанчә күчийиватқан америка һәрбий мәвҗутлуқи хитайғиму пайдилиқ

Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси гарй лок шәнбә күни бейҗиң университетида лексийә сөзләп, асия районида барғанчә күчийиватқан америка һәрбий мәвҗутлуқиниң хитайғиму пайдилиқ икәнликини илгири сүрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.01


Униң бу сөзлири хитай ахбаратлирида америкиға қаритилған әйибләшләр күчәйгән вә америка дөләт ишлар министириниң хитай зиярити башлиниш алдида турған мәзгилгә тоғра кәлди.

Гарй лок мундақ деди: биз шуниңға қаттиқ ишинимизки, бизниң бу йәрдики мәвҗутлуқимиз райондики барлиқ дөләтләргә пайдилиқ һәмдә районниң һайти күчини давамлаштуруш үчүнму керәклик.

У йәнә мундақ деди: бизниң райондики мәвҗутлуқимиз һечқандақ бир дөләткә қаритилмиған.

Америка даирилири хитай билән деңиз тәвәлики бар дөләтләргә ярдәм беридиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитай ахбаратлири америкиниң райондики башқа дөләтләр билән дост болуш вә һәрбий мәвҗутлуқини күчәйтиш арқилиқ хитайни муһасиригә елишқа урунуватқанлиқини билдүргән вә америкини әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.