Хитай, ақсуда тәшвиқат вариқи тарқатқанларни паш қилғучиларға 100 миң йүән мукапат беридиғанлиқини елан қилди

Өткән айларда ақсу шәһиридә миллий мустәқиллиқ тәшәббус қилинған тәшвиқат варақлири тарқитилған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.15

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң ақсудики алақидар мәнбәләрдин игилишичә, ақсу шәһәрлик сақчи идариси алдинқи күни мәхсус елан чиқирип, мәзкур тәшвиқат варақлирини тарқатқучиларни паш қилғучиға 100 миң йүән мукапат беридиғанлиқини уқтурған.

Дилшат ришитниң билдүрүшичә, мәзкур тәшвиқат варақлирида йәнә уйғурлар бирлик-иттипақлиққа чақирилған, шундақла хитай көчмәнлирини уйғур елидин айрилишқа мәҗбурлайдиған қаршилиқ һәрикәтлиригә чақирилған иди. Мәлум болушичә, охшаш мәзмундики тәшвиқат варақлири алдинқи айда хотән шәһири вә қәшқәрниң тоққузақ наһийисидиму тарқитилған.

Мәзкур тәшвиқат варақлири тарқилип анчә узун өтмәйла, хотәндә навағ вәқәси вә қәшқәрдә йеңибазар вәқәсиниң йүз бериши хитай даирилирини әндишигә салған.

Уйғур көзәткүчиләр, мәзкур тәшвиқат варақлирини тарқатқучиларниң та һазирғичә тутулмаслиқини миллий мустәқиллиқ тәлипиниң уйғурлар арисидики аммиви асасиниң кәңликиниң йәнә бир ипадиси дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.