Хитай дөләт байрими алдида вәтәнпәрвәрликни тәшвиқ қилип, бихәтәрликни күчәйтмәктә

Хитай дөләт қанили кишиләрни милләтпәрлик, вәтәнпәрвәрлик тәшвиқ қилинидиған киноларни көрүшкә риғбәтләндүрүш үчүн бир милйонға йеқин кино белити тарқитидикән. Буниңдики мәқсәт болса өктәбирдә өткүзүлүш алдида турған хитайниң 60 йиллиқини тәбрикләш байрими алдида кишиләрниң вәтәнпәрлик туйғусини ашуруштин ибарәт икән.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.27

Снтәбирдин итибарән киноханиларда қоюлидиған вәтәнпәрвәрликкә аит киноларниңму баһаси 10 юән қилип бекитилгән болуп, ноябирғичә 900 миң әтрапида биләт сетилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Хитай һазир өктәбирдики дөләт байримиға пүтүн күчи билән тәйярлиқ көрүватқан болуп, мурасимни сақ - саламәт өткүзүвелиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтмәктә. Бейҗиң даирилири һазир бейҗиңниң өзигила 6000 дин артуқ сақчи орунлаштуруш билән бирликтә йәнә 800 миң әтрапида кишини байрам күнлиридә кочиларда бихәтәрлик қоғдашқа орунлаштурған.

Хитай уйғур елидиму үрүмчи вәқәсиниң алди - кәйнидә дөләт байриминиң бихәтәрликини қоғдаш баһаниси билән тазилаш һәрикәтлирини елип бармақта. Уйғур дияриниң телифон вә интернет алақилириниңму хитайниң дөләт байримиғичә әслигә кәлмәйдиғанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.