Хитай филиппин билән талаш-тартиштики деңиз райониға 3-чарлиғучи парахот әвәтип җиддийликни ашурди

Хитай бүгүн филиппин билән талаш ‏-тартиштики деңиз тәвәликигә 3-деңиз чарлиғучи парахотини әвәтти. Филиппин даирилири хитайниң бу һәрикитини әйибләп “хитай он күндин буян давам қиливатқан бу тиркишишни техиму өткүрләштүрүватиду” деди.
Мухбиримиз ирадә
2012.04.20

Филиппин билән хитай арисидики бу тиркишиш 10-апрел күни башланди. Шу күни филиппин даирилири филиппин деңиз тәвәликидә қанунсиз белиқ тутқан икки хитайни қолға алғандин кейин, хитай дәрһал деңиз чарлиғучи парахотини районға әвәткән вә нәтиҗидә икки тәрәп парахотлири талаш-тартиштики деңиз районида тиркишип туруватқан иди. Бүгүн хитайниң районға 3-чарлиғучи парахотини әвәтиши билән җиддийлик техиму өрлиди.

Филиппин ташқи ишлар министирлиқи бүгүн бәргән баянатида хитайниң җәнубий деңизда игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүшиниң хәлқара қанунлар бойичә һечбир асаси йоқлуқини әскәртти.

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, филиппин даирилири мәзкур мәсилини дипломатик усуллар арқилиқ һәл қилиш үчүн мәсилини хәлқара сотқа тапшурушқа тәйярланмақта. Әмма хитай илгири бу тәклипни рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.