Хитай - һиндистан чегра сөһбитини башлимақчи

Хитай вә һиндистан узундин буян һәл болмай келиватқан чегра мәсилсиини һәл қилиш үчүн җүмә күни 13 - қетимлиқ сөһбәтни башлимақчи. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бу сөһбәт йеңи деһлида елип берилидиған болуп, тәрәпләр икки күн давам қилидиған бу сөһбәттин нәтиҗә чиқишини үмид қилмақта.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.06

Хитай билән һинидистан һиндистанниң ғәрбий шималиға тоғра келидиған аруначал прадеш райониниң тәвәлик мәсилсидә нәччә он йилдин буян бирликкә келәлмәйватқан болуп, хитай давамлиқ һалда аруначал прадеш райониниң игилик һоқуқиниң өзигә тәвә икәнликини илгири сүрүп, у йәрни "җәнубий тибәт" дәп атап кәлмәктә.

Мәлум болушичә, бу қетимқи сөһбәттә хитай тәрәп йеңи деһлидин һеч болмиғанда, бу районниң дакоң дәп атилидиған қисминиң болсиму хитайға тәвә болушини тәләп қилидикән. Бурунқи тибәт роһаний даһийси далай ламаму бу районда дуняға кәлгән.

Хитай билән һиндистанниң чегрисиниң узунлиқи 2000 километир болуп, икки тәрәп арисида талаш ‏ - тартиш қилиниватқан йәрниң көлими 125 миң квадират километирға йетиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.