Гуаңдуң өлкисиниң доңгуән шәһиридә саәт завути ишчилири иш ташлиған
Мухбиримиз җүмә
2011.06.18
2011.06.18
Иш ташлаш, доңгуән шәһиригә җайлашқан “шинмин гуәнли” саәт завутида откән йәкшәнбә күнидин буян давам қиливатқан болуп, иш ташлашниң қандақ нәтиҗиләнгәнлики һазирчә ениқ әмәс икән.
Бәзи хитай блогчилар мәзкур завутниң японийидики бир саәт ширкити шерикчиликидики завут икәнликини хәвәр қилған.
Мәлум болушичә мәзкур завутта ишчилар дәм алдуралмай саәтләп ишқа селинған.
Гуаңдуң өлкиси шәхсләр игидарчилиқидики завут-карханилар әң көп җайлашқан һәмдә көчмән ишчилар әң көп өлкиләрниң бири. Өткән һәптә гуаңдуңниң шинтаң районида аққун ишчилар намайиш қилған иди.
2008-Йили гуаңдуң өлкиси доңгуән шәһиригә йөткәлгән уйғур ишчиларму иш һәққи вә хизмәт муһити сәвәблик иш ташлиған иди.