“валстрирт журнили гезити” хитай пуқралириниң пуллирини чәтәлгә йөткәватқанлиқини ашкарилиди
2013.01.04
Мәзкур гезиткә 3-январ сәйшәнбә күни бесилған “хитай пуқралири чамаданда нәқ пул тошуйду” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, 2011-йили 11-айдин 2012-йили 6-айғичә канададики торунто вә ванковер айродроми хитай пуқралириниң мәлум қилмай чеградин өткүзүшкә урунған нәқ пулидин 13 милйон долларни мусадирә қилған. Америка айродромлиридики таможна хадимлири хитай пуқралириниң чәтәлләрдин нәқ пул елип киридиған иккинчи чоң мәнбә икәнликини ашкарилиған. Мәлум болушичә, 2009-йилидин 2011-йилиғичә таможна хадимлири хитай пуқралириниң мәлум қилмай елип киргән нәқ пулидин 5 милйон долларни мусадирә қилған.
Мақалидә йәнә, хитай пуқралири арисида барғанчә күчийиватқан хитайда өз байлиқиниң бихәтәрликидин әнсирәш туйғусиниң уларниң байлиқлирини бир амал қилип америка, канада вә явропа дөләтлиригә йөткишигә сәвәб болуватқан амилларниң бири икәнлики илгири сүрүлгән. Әпсуски, хитай әмәлдарлири арисидики парихорлуқ вә хиянәт билән бейиған бир түкүм милйонерларниң бала-чақилири вә уруқ-туғқанлири арқилиқ нурғун байлиқини чәтәлләргә йөткәп чиқиватқанлиқи мәтбуатларниң қизиқ темисиға айланған хәвәрлири арисида йәр алмақта.