Қурултай вәкиллиригә шикайәт қилмаслиқ һәққидә 8 маддилиқ шәрт қойғанлиқ хәвири хәлқара мәтбуатларда инкас қозғиди
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.22
2013.01.22
Бу, хитай һөкүмәт ахбарат васитилиридә хитайдики өлкә дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң тунҗи қетим ашкара тәнқидлиниши икәнлики илгири сүрүлди.
Хитайниң һөкүмәт мәтбуати болған шинхуа агентлиқи бүгүн 22-январдики хәвиридә шәнши өлкилик хәлқ қурултийиниң 2013-йили ечилиш алдида турған хитай мәмликәтлик икки йиғин һарписида шәншидә ечилидиған хәлқ вәкилләр қурултийи вәкилләр йиғинида вәкилләрниң шикайәт қилмаслиқи һәққидә чүшүргән 8 маддилиқ бәлгилимини тәнқидлиди.
Шинихуа агентлиқиниң хәвиридә шәнши өлкилик һөкүмәт тәнқидлинип, “хәлқ қурултийи хәлқниң һөкүмәткә болған райини билидиған мәйдан, йиғин мәзгилидә вәкилләрниң шикайәт қилишиға йол қоюлмиса, бу қандақму хәлқ вәкилләр қурултийи болиду” дейилгән.