Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: хитайниң йеңи тор бәлгилимиси кишилик бихәтәрлик вә шәхси мәхпийәтликкә тәһдит
2013.01.07
Мәзкур тәшкилатниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң торни контрол қилишни илгириләп күчәйтип, тор қолланғучиларниң торға тизимға алдурғанда һәқиқий исмини ишлитишни тәләп қилиши, кишиләрниң бихәтәрлики вә шәхси мәхпийәтликигә тәһдит пәйда қилиду.
Мәзкур бәлгилимидә тор қолланғучиларниң мулазиметир ширкәтләрни һәқиқий исми вә башқа җәһәттики учурлар билән тәминлиши тәләп қилинған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси сентийә ваң мәзкур бәлгилимини тәнқидләп: бу йеңи бәлгилимә хитай тор қолланғучилириға қаттиқ бир сигнал бәрди.
Һөкүмәтниң бу қарари тәнқидчиләрни җимиқтуруш, тор қолланғучиларни тор ширкәтлири арқилиқ көзитиш вә чәкләшни мәқсәт қилған, дәп көрсәтти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, тор қолланғучилардин һәқиқий исми билән тизимға алдурушни тәләп қилиш, даириләрниң торға пикир язған тәнқидчиләрни яки янфон қолланғучиларни контрол қилип, хупиянә пикир язғучиларни, һөкүмәт әмәлдарлириниң черикликини паш қилғучи вә шәхси мәхпийәтлик һоқуқини қоғдиғучиларни чәкләп қоялайду.
Хитай хәлқ қурултийи даимий комитети тор учурлирини қоғдаш тоғрисидики мәзкур бәлгилимини 28-декабир мақуллиған.