Хитай уйғур аптоном районидики назарәт дәриҗилик кадирларни түркүмләп алмаштуруватиду
Мухбиримиз вәли
2010.10.13
2010.10.13
Буларниң көпинчиси алтай, чөчәк, ақсу районлирида йеңидин вәзипигә тәйинләнгән яки вәзипидин қалдурулған яки вәзиписи алмаштурулған назарәт дәриҗилик вә муавин назарәт дәриҗилик партком әмәлдарлири.
Бу тизимликтә, йеңидин вәзипигә тәйинләнгән яки вәзипидин қалдурулған яки вәзиписи алмаштурулған назарәт дәриҗилик 73 әмәлдарниң исми бар. Буниң ичидә аран 5и хитай болмиған аз санлиқ миләт кадирлири икәнлики ениқ.
Бу санлиқ мәлумат, уйғур аптоном райони дәп аталған бу җайниң аптономийә яки әмәсликини, аптономийә болса, қандақ аптономийә икәнликини бир қарап биливалғили болидиған мәлумат.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай мәркизи һөкүмитиниң тәкшүрүш өмики һазир уйғур аптоном районида, һәрхил темилар буйичә тәкшүрүш елип беришқа башлиған иди.