Хитай баш министири вен җябав шималий корийини зиярәт қилди
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шималий корийә рәһбири ким җоңил өзи мәхсус айродромға чиқип, вен җябавни күтүвалған вә иккиси юқири қизғинлиқ билән қучақлишип көрүшкән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пйоңяң вен җябавниң бу қетимқи зияритигә алаһидә әһмийәт бәргән болуп, хитай вә шималий корийә баш министирлири дәсләпки қәдәмдә сөһбәт өткүзгән. Шималий корийә тәрәп өзлириниң ядро қораллири пилани мәсилисидә икки тәрәп вә көп тәрәп сөһбити өткүзүш тәрәпдари икәнликини билдүргән.
Нөвәттики җиддий мәсилә шималий корийини ядросизландуруш болуп, пийоңяңниң бир қанчә қетимлиқ ядро қораллири синиқи хәлқара җәмийәтни әндишигә салған шуниңдәк алтә тәрәп сөһбити нәтиҗигә еришәлмәй кәлгән иди.
Шималий корийиниң ядро пиланида хитайниң муһим тәсир күчигә игә икәнлики мәлум. Пйоңяң билән бейҗиңниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиға 60 йил тошқан болуп, илгири кейин хитай баш министирлири шималий корийини 18 қетим зиярәт қилған.
Венҗябавниң бу зиярити шималий корийә билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 60 йиллиқиға мунасивәтлик хатириләш паалийитиниң бир қисими икән.