Хитайдики ишсизлиқ нисбитиниң һөкүмәт статистикисидин бир һәссә юқирилиқи илгири сүрүлди

Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилиридә елан қилинған ишсизлиқ нисбити һәққидики истилистикилиқ мәлуматларниң ишәнчлик әмәслики хитайдики аммиви тор бекәтлиридә вә ғәрб ахбарат васитилиридә оттуриға қоюлмақта.
Мухбиримиз меһрибан
2012.12.12

11-Декабир күни хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилиридин бири “хәлқ тори” да, хитайниң 2012-йиллиқ ишсизлиқ нисбити 4.1% Дәп елан қилинди. Хәвәрдә йәнә уйғур райониниң бу йиллиқ ишсизлиқ нисбитиниң 2.86% Болғанлиқи баян қилинип, уйғур райониниң хитайда ишсизлиқ нисбити әң төвән орун икәнлики илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә “бу йил шинҗаңниң ишқа орунлишиш вәзийити муқим, шәһәр базарларда 400 миң киши мәнпәәтдар болди” дегән баянлар берилип, 2012-йили уйғур аптоном райони тәвәсидә 51 миң 400 адәм ишқа орунлаштурулғанлиқи илгири сүрүлди.

Әмма франсийә радиоси хитай бөлүминиң 11-декабир охшаш күндики хәвиридә чеңду ғәрбий җәнуб малийә университетидики тәтқиқатчи гәнлиниң хитайдики 8000 аилини тәкшүрүп истатестика қилиш арқилиқ чиқарған йәкүни елан қилинип, хитайда 2012-йили 6-ай мәзгилидики шәһәр-базарлардики ишсизлиқ нисбити 8.05% Кә йетип, 2011-йили 8-ай мәзгилидикидин 8% ашқанлиқи, буниң һөкүмәт елан қилған хитайдики ишсизлиқ нисбити 4.1% Дегән мәлуматтин бир һәссә юқирилиқи тәкитләнди.

Франсийә радиосиниң хәвиридә йәнә америкидики хитай тәтқиқатчиси бай мейшинниң сөзи нәқил елинип, “әгәр тәтқиқатчи гәнлиниң хитайдики ишсизлиқ нисбити һәққидики тәкшүрүш доклатидики санлиқ мәлуматқа асасланғанда, хитайдики шәһәр базарлардики ишсизлар сани 4 милйонға йетиши мумкин” дегән баянлар берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.