Хебей алий соти лю җихуаниң әрзини рәт қилип, өлүм һөкүмини күчкә игә қилди
Мухбиримиз әқидә
2009.01.22
2009.01.22
Хитай ахбарат орунлириниң 21 - январ хәвиридә билдүрүшичә, бултур 18 - өктәбир күни хеңшуй шәһәрлик оттура хәлиқ сот мәһкимиси лю җихуани хиянәтчилик, парихорлуқ җинайити әйибләп өлүм җазаси һөкүм қилип, 2 йил кечиктүрүп иҗра қилишни, сиясий һоқуқидин мәңгү мәһрум қалдурушни қарар қилған, бирақ униңға аит шәхси мал - мүлүкләрни мусадирә қилмиған иди.
Лю җихуа сотниң һөкүмигә қайил болмай алий сот мәһкимисигә әрз сунған, хебей өлкилик алий хәлқ сот мәһкимиси униң әрзини рәт қилип, әслидики һөкүмни күчкә игә қилди.
Лю җихуа, 1999 - йили бейҗиң шәһириниң муавин шәһәр башлиқи вәзиписини таки 2006 - йили униң үстидин дило турғузулғанға қәдәр өтигән болуп, у шәһәр қурулуши, дөләт земин вә өй башқуруш ишлири, тәнтәрбийә саһәси шуниңдәк қатнаш қурулуши қатарлиқ хизмәтләргә мәсул болған.
Лю җихуа йәнә нәччә йүз милярд доллар аҗритилған 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасими қурулушиниң баш қоманданлиқ вәзиписигә тәйинләнгән, бирақ хитай ахбарат вастилири униң садир қилған җинайити һәққидә ениқ мәлумат бәрмигән.