Хитайда йәнә 1300 бала қоғушундин зәһәрләнди
Мухбиримиз ирадә
2009.08.20
2009.08.20
1958 Балиға елип берилған қан тәкшүрүш нәтиҗисидә 1354 нәпириниң қенида артуқ миқдарда қоғушун байқалған. Мәлум болушичә, мәзкур манган пишшиқлап ишләш завути йеқинда йәрлик һөкүмәтниң қарари билән печәтләнгән.
Венпиң наһийисидики бир аял кишиниң б б с ниң мухбириға баян қилип беришичә, униң үчила балисиниң қенидики қоғушун миқдари 200 миллиграм чиққан болуп, һалбуки хитайда бәлгиләнгән қандики қоғушунниң нормал миқдари 100 миллиграм икән. Йәрлик хәлқләр йәнә, әмәлдарларниң бу завутқа вақтида тәдбир қолланмиғанлиқини һәм һәқиқий әһвални йошуруватқанлиқини ейитп шикайәт қилған.
Хитайдики завутларниң зәһәрлик химийилик маддиларни яхши бир тәрәп қилмай, еқин суларға қоюп бериши вә йәрлик һөкүмәтләрниң әһвални билип туруп көз юмушидәк әһваллар хитайда муһитни еғир дәриҗидә булғап, кишиләрниң саламәтликигиму еғир тәһдит салмақта.
Техи бу һәптиниң бешидила шәнши өлкисидиму охшаш вәқә йүз берип балилири қоғушундин зәһәрләнгән ата - анилар дуңлиң қоғушун завутиға һуҗум қилған иди. Шәншидики вәқәдә 615 балиниң қоғушундин зәһәрләнгәнлики байқалған иди.