Д у қ баянатчиси дилшат ришит хитай һөкүмитини “хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамиси” ни иҗра қилишқа чақирди

4-январ бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамиси” ниң күчкә игә қилинғанлиқиниң 44 йиллиқ хатирә күни. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомиз арқилиқ баянат берип, хитай һөкүмитини хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамисини һәқиқий иҗра қилишқа чақирди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.04

Дилшат ришит мундақ деди: хитай “хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамиси” ға имза қоюп, хитайда ирқий кәмситиш қилмишлириға йол қоюлмайдиғанлиқини билдүрүп, хитайда яшайдиған милләтләрниң баравәр яшайдиғанлиқиға вәдә бәргән. Әмма хитайда һазир ирқий кәмситиш барғанчә еғирлашмақта. Уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң диний етиқади чәклинип, уйғурларниң миллий маарипи “қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш” намида вәйран қилинмақта.

Ана тил вә миллий өрп-адәт кәмситилмәктә. Уйғурлар өз земинида өз байлиқлириға игә болуш, хизмәткә орунлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә кәмситилишкә учримақта. Биз хитай һөкүмитидин өзи имза қойған “хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамиси” ниң маддилириға һәқиқий әмәл қилишни тәләп қилимиз.

“хәлқара ирқий кәмситишни йоқитиш әһдинамиси” 1963-йили 20-ноябир күни өткүзүлгән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1904-нөвәтлик йиғинида оттуриға қоюлуп, бир нәччә қетимлиқ толуқлаш вә түзитиштин кейин 1969-йили 4-январдин башлап бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләрдә күчкә игә қилинидиғанлиқи җакарланған. Хитай һөкүмити 1981-йили 29-декабир күни әһдинамигә имза қоюп, 1982-йили 28-январдин башлап бу әһдинаминиң хитайда күчкә игә қилинидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.