Хитай қәшқәр, хотән вә ақсу вилайәтлирини асас қилип йилиға 3 миңдин артуқ оқуғучини хитай өлкилиридики оттура техникомларға қобул қилмақчи

Хитай һөкүмити 2011- йилидин башлап қәшқәр, хотән вә ақсу вилайәтлирини асас қилип, йилиға 3 миңдин артуқ оқуғучини хитай өлкилиридики оттура техникомларға қобул қилидикән.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.24

Булар хитайниң тйәнҗин, лявниң, шаңхәй вә гуаңдуң қатарлиқ 9 өлкидики 31 нуқтилиқ оттура техником мәктәплиригә әвәтилидикән.

“тәңритағ” ториниң хәвәр қилишичә, бу йил мәзкур оттура техникомларға әвәтилидиған оқуғучилар 3миң 300 нәпәр болуп, булар пишшиқлап ишләш, көмүр санаити, кан байлиқлирини ечиш, тоқумичилиқ вә алаһидә мәһсулатларни пишшиқлап ишләш қатарлиқ кәсипләрдә оқутулидикән.

Хәвәргә қариғанда, бу оқуғучилар пүтүн уйғур ели миқясида толуқсиз оттура мәктәпләрни пүттүргән оқуғучилардин таллап елинидиған болсиму, асаслиқи җәнубий уйғур елидики уч чоң вилайәт вә бир областтин қобул қилинидикән.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики кәспий оттура техником мәктәплирини тақашқа башлиған вә бәзилирини әмәлдин қалдурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.